түркийә билән русийә ортақ мәбләғ фонди қуруп чиқидиған болди

димитри медведев ортақ мәбләғ фонди қуруш қарариға кәлгәнликини билдүрүп, «бу һәр хил лайиһәлиримизни малийә билән тәминләйду вә үчинчи дөләтләрдиму ортақ лайиһәләрни ишқа ашуримиз» деди.

625225
түркийә билән русийә ортақ мәбләғ фонди қуруп чиқидиған болди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә билән русийә енергийә саһәсидики чоң лайиһәләр үчүн ортақ мәбләғ фонди қуруп чиқидиған болди.

баш министир бинали йилдиримниң пирезидент видимир путин вә баш министир димитри медведев билән өткүзгән учиришишида, икки дөләт оттурисида енергийә саһәсидики чоң лайаһәләр үчүн ташлинидиған қәдәмләр музакирә қилинди. 

бинали йилдирим: «йадро енергийә мәсилисдә аккуйу йадро енергийә базиси қурулуши бизниң истиратегийәлик лайиһәмиздур. буниңдин кейинки нишанимиз лайиһәниң сүритини техиму тезлаштуруп, һеч болмиғанда түркийә қурулғанлиқиниң 100 – йили болған 2023 – йилидин бурун бир қисминиму болсиму хизмәткә селиштин ибарәттур» деди.

димитри медведев ортақ мәбләғ фонди қуруш қарариға кәлгәнликини билдүрүп, «бу һәр хил лайиһәлиримизни малийә билән тәминләйду вә бу арқилиқ үчинчи дөләтләрдиму ортақ лайиһәләрни ишқа ашуримиз» деди.

русийә тәбиий газини түркийә арқилиқ йавропаға йәткүзидиған түрк еқими лайиһәсиниңму мускова даирилириниң тәстиқлаш басқучиға киргәнликини билдүргән медведев, «җумһур рәис рәҗәп тайип әрдоғанму мунасивәтлик қанунларни тәстиқлиди. пат йеқинда бу келишимни бизму тәстиқлаш басқучидин өткүзүп ишни тамамлиған болимиз» деди.

бинали йилдирим ахирида русийә пирезиденти виладимир путин билән көрүшти.

бинали йилдирим билән путинниң сөһбити тәхминән 1 саәт 15 менут давамлашти. сөһбәттә өзара мунасивәтләр әтраплиқ музакирә қилинди.

бинали йилдирим: «йеза игилики, тиранспурт, сода – санаәт қатарлиқ нурғунлиған саһәләр бойичә өзара мәбләғ селишни тәрәққий қилдуруш үчүн қилишқа тегишлик ишлиримиз бар. бу җәһәттә пүтүн тиришчанлиқни көрситимиз» деди.

баш министир бинали йилдирим билән путинниң учришишиға даир русийә тәрәптинму байанат елан қилинди.

байанатта, «путин әрдоғанниң түрк еқими лайиһәсини қоллиғанлиқиға толиму миннәтдар. баш министир бинали йилдиримниң москова зийарити, йеңи алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғиниға асас йаратти» дейилди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر