сенегал фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға тәвә 6 мәктәпни түркийәгә өткүзүп беридиған болди

баш әлчи доктор һәсән йавуз,«фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәммила йәрдин тазилиниши үчүн һәрикәт қиливатимиз. түзүлгән келишимнамә пүтүн миллитимизгә хәйрилик болғай» деди.

625373
сенегал фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға тәвә 6 мәктәпни түркийәгә өткүзүп беридиған болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрбий африқа дөлити сенегал тәхминән 3 миңға йеқин оқуғучи оқуватқан фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға тәвә 6 мәктәпни түркийә маарип вәқписи (фонди җәмийити)гә өткүзүп беридиған болди.

түркийә маарип вәқписи (фонди җәмийити) башлиқи вәкили баш әлчи доктор һәсән йавуз, сенегал һөкүмити билән түркийә маарип вәқписи мәсуллири елип барған учришишлар нәтиҗисидә, мәзкүр мәктәпләрниң вәқпигә өткүзүп берилишини өз ичигә алған келишимниң имзаланғанлиқини ейтти.

доктор һәсән йавуз учришиш җәрйанида сенегал пирезиденти маккий сал вә ташқи ишлар министири манку нидайә билән көрүшкәнликини тәкитләп, «мәқситимиз дост вә қериндаш дөләтләрниң бизгә охшаш зийанға учришиниң алдини елиштин ибарәттур» деди.

һәсән йавуз келишимнаминиң пәқәт мәктәпләрни өткүзүвелишнила әмәс, бәлки сенегалниң иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққийатиға һәссә қошушниму нишан қилидиғанлиқини билдүрүп, «фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәммила йәрдин тазилиниши үчүн һәрикәт қиливатимиз. түзүлгән келишимнамә пүтүн миллитимизгә хәйрилик болғай» деди.

өткән һәптиләрдиму африқидики гинә, чад вә судан қатарлиқ дөләтләр фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға тәвә мәктәпләрниң түркийә маарип вәқписи (фонди җәмийити)гә өткүзүп берилиши һәққидә келишим имзалиған иди.

сомали болса, 15 - ийулдики һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидин кейин  дәрһал һәрикәткә өтүп террорлуқ тәшкилатиға тәвә мәктәпләрни түркийә даирилиригә өткүзүп бәргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر