америкида  әдилийә бинасиға қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

әдлийә сақчи башлиқи паул байләй, вәқәдин кейин елан қилған байанатида, 2 нәпәр хадимниң вәқә әснасида һайатдин айрилғанлиқини, йәнә бир муавин сақчи башлиқиниң йаридар болғанлиқини қәйт қилди.

527668
америкида  әдилийә бинасиға қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң мичингән иштатида әдилийә бинасиға қилинған қораллиқ һуҗумда 2 киши һайатидин айрилди.

беррен контий әдлийәсигә шу йәрниң вақти саәт 14:30 әтрапида қораллиқ һуҗум қилиш вәқиси йүз бәрди.

беррен контий әдлийәси сақчи башлиқи паул байләй, вәқәдин кейин елан қилған байанатида, 2 нәпәр хадимниң вәқә әснасида һайатидин айрилғанлиқини, йәнә бир муавин сақчи башлиқиниң йаридар болғанлиқини қәйт қилди.

вәзийәтниң контроллуқ астиға елинғанлиқини билдүргән байләй, җинайәтчиләрниң туқунуш җәрйанида өлтүрүлгәнликини елан қилди.

байләй һуҗумниң сәвәбиниң техичә мәлум әмәсликини ейтти.

мичингән валийси рик синайдерму тиветтер һесабидин елан қилған байнатида һуҗум һәққидә тәкшүрүшләрниң башланғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر