дунйа уйғур қурултийиниң 5 – нөвәтлик омумий йиғини рәсмий башланди

дунйа уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң ечилиш нутуқи билән башланған йиғинда, әркин алптекин вә сийит түмтүрк әпәндиләрму нутуқ сөзлиди.

527291
дунйа уйғур қурултийиниң 5 – нөвәтлик омумий йиғини рәсмий башланди

 

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа уйғур қурултийиниң 5 – нөвәтлик омумий йиғини бүгүн башланди.

фирансийәниң пайтәхти парижда бүгүн 11 – ийул күни башланған дунйа уйғур қурултийи 5 – нөвәтлик омумий йиғиниға 25 дөләттин 150 кә йеқин вәкил қатнашти.

дунйа уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң ечилиш нутуқи билән башланған йиғинда, әркин алптекин вә сийит түмтүрк  әпәндиләрму нутуқ сөзлиди. 

йиғинға уйғур вәкилләрдин башқа йәнә чәт әллик меһманлар, мутәхәссисләр, журналистлар, түркий милләтләр җәмийәтлири федератсийәси вә миллий гөрүш тәшкилатиниң мәсуллириму иштирак қилди. 

парижда башланған дунйа уйғур қурултийи 5 – нөвәтлик омумий йиғини 13 - ийул күни ахирлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر