рус һәрбий парахоти истанбулдин өтти

русийәниң бир һәрбий йүк парахоти истанбул боғузидин өтти.

512941
рус һәрбий парахоти истанбулдин өтти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә деңиз армийәси қарадеңиз филотиға тәвә « Dvinitsa-50» намлиқ һәрбий йүк парахоти мармара деңизидин келип, җәнубтин истанбул боғузиға кирди, арқидин қарадеңиз тәрәпкә кәтти.

истанбул боғузидин өтүши җәрйанида  парахотниң баш тәрипи вә капитан бөлмилиридә рәңлик ниқаблиқ кийим кийгән әскәрләрниң қаравуллуқ  қиливатқанлиқи көрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر