машина адәм тәҗрибиханидин қечип кәтти
русийәдә өгиниш иқтидариға игә бир машина адәм енжинерлардин бириниң ишикни тақашни унтуп қелишидин пайдилинип тәҗрибиханидин қечип кәтти.
512945
түркийә авази радийоси хәвири: перм шәһиридики тәҗрибиханидин қачқан «промомот» исимлик машина адәм кочиға чиқип, аләмни маләм қилди. шуниң билән, сақчилар уни тутуш үчүн һәрикәткә өтти. машина адәм һәммини һәйран қалдуруп бир саәт йол йүргәндин кейин токи түгәп қалди, шуниң билән, сақчилар уни тутуп, тәҗрибиханиға қайтуруп кәтти.