«хәлқара җәмийәт террористқа кимлики, сөзи вә етиқадиға қарап муамилә қилмаслиқи керәк»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған хәлқара җәмийәтни террористқа кимлики, сөзи вә етиқадиға қарап муамилә қилмаслиққа чақирди.

512239
«хәлқара җәмийәт террористқа кимлики, сөзи вә етиқадиға қарап муамилә қилмаслиқи керәк»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған җумһур рәислик сарийида ташқи сода мунасивәтләр кеңиши қармиқидики сода – санаәтчиләр вә баш әлчиләр билән иптар зийапитидә бир йәргә җәм болди.

русийә баш әлчиси андрей карловниңму зийапәткә иштирак қилши диққәт қозғиди.

әрдоған зийапәттә қилған сөзидә, түркийә, фирансийә, белгийә, пакистан, америка қатарлиқ дөләтләрдә йүз бәргән террорлуқ һуҗумлири сәвәбидин йүзләрчә мәсум кишиниң һайатидин айрилғанлиқини, дунйаниң охшимиған җайлиридики сансизлиған кишиләрниң етиқади, миллити вә мәдәнийити сәвәблик ақивети өлүм билән ахирлишидиқан бесим, зулум – ситәм вә әзийәләргә дуч келиватқанлиқини қәйт қилди.

қандақ болушидин қәтийнәзәр, һечкимниң зулум селиш вә зулумға учришиға қәтий йол қоймаслиқ лазимлиқини тәкитлигән әрдоған зулум – ситәмләргә учриған мәзлумларни, ғерипларни бирликтә бағриға бесишниң зөрүрлүкини әскәртти, дунйаниң күч ойунлириға әмәс, әксичә инсанийәт дунйаси дуч келиватқан мәсилиләргә чарә тепишқа еһтийаҗлиқ икәнликини, инсанийәтниң дунйани һәммә үчүн техиму гүзәл, техиму ават бир земинға айландуруш вәзиписи барлиқини ейтти, инсанийәт дунйасиниң хәлқара җәмийәттин күтидиған үмидиниң наһайити чоңлуқини, хәлқара җәмийәт бу үмидни йәрдә қойған вә киризисләрни һәл қилалмиған тәқдирдә, һәр бир киризисниң әтә – өгүн йеңи киризисләрниң, йеңи мәсилиләрниң хәвәрчисигә айлинип қалидиғанлиқини тәкитлиди.

америка қошма иштатлири пирезиденти барак обама билән орландо вәқәсидин кейин телефон арқилиқ күрүшкәнликини әскәрткән әрдоған бундақ вәқәләргә қарши ортақ позитсийә тутушниң зөрүрлүкини, ундақ болмиғанда, террорниң һәр күни башқа бир дөләтниң ишикини қеқиш еһтималлиқиниң барлиқи тоғрулуқ агаһландуруш бәрди.

әрдоған түркийәниң йирақ – йеқиндики барлиқ қошнилири вә иттипақдашлири билән бирликтә техиму гүзәл бир дунйа бәрпа қилиш үчүн һәмишә һәмкарлиқ орнитишни халайдиғанлиқини әскәрткән һалда мундақ деди: «биз дипломатийә сийаситини ойун сийасити дәп билмәймиз, әксичә өзара һөрмәт қилиш, ортақ қиммәт өлчәмлири вә ортақ мәнпәәтләргә асаслинидиған тәңпуңлуқ мизани дәп билимиз. түркийәниң бу даиридики истиратегийәлик нишани дөлитимизниң йавропа иттипақиға толуқ әза болушини қолға кәлтүрүш. дәрвәқә йавропада 6 милйондин көпрәк түрк йашаватиду. буму түркийәниң йавропа иттипақиға әзалиқини тәқәзза қилиду. бу арилиқта, түркийә пуқралириниң йавропа әллиридә визисиз сайаһәт қилиши нишан қилинған пилан лайиһәси вә бу һәқтә ишлиниватқан хизмәтләрму тамамлиниш алдида турмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر