микрософт сүний әқил сәпләнгән учур мәркәзлири үчүн 80 милйард доллар мәбләғ салиду

америка техника ширкити — микрософт 2025-йили сүний әқил сәпләнгән учур мәркәзлири қурушқа 80 милйард доллар мәбләғ селишни пиланлиди.

2227005
микрософт сүний әқил сәпләнгән учур мәркәзлири үчүн 80 милйард доллар мәбләғ салиду

микрософт ширкити идарә һәйити муавини, қошумчә ширкәт рәиси брад симит, «америка сүний әқли үчүн алтун пурсәт» мавзулуқ билог йазмисида, сүний әқилниң американиң келәр чарәк әсирдики иқтисадий мувәппәқийитиниң асасини шәкилләндүридиғанлиқини ейтти.

симит сүний әқилниң иқтисадниң һәр саһәсидә йеңилиқ йаритишни илһамландуруш вә үнүмни ашурушни вәдә қилидиғанлиқини, американиң болупму күчлүк тәрәплирини һәссиләп ашуруши вә хәлқаралиқ сәвийәдә үнүмлүк һәмкарлиқ орнатқан әһвалда бу йеңи техника долқуниниң алдинқи сәплиридә турушқа тәййар икәнликини қәйт қилди.

американиң хусусий селинмилири вә америка ширкәтлириниң йеңилиқлири сайисида дунйави сүний әқил риқабитигә йетәкчилик қиливатқанлиқини оттуриға қойған симит, микрософтниң 2025-малийә йилида сүний әқил моделлирини тәрбийәләш вә дунйа миқйасида сүний әқил һәм булут асаслиқ пирограммиларни ишлитиш хизмәткә киргүзүш үчүн сүний әқил йардимидики учур мәркәзлири қурушқа тәхминән 80 милйард доллар мәбләғ селишни пиланлиғанлиқини билдүрди.

у бу мәбләғниң йеримидин көпиниң америкада ишлитилидиғанлиқини, буниң америкаға болған садақити вә америка иқтисадиға болған ишәнчисини ипадиләйдиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر