сода министири болат иранда
түркийә сода министири өмәр болат иранниң пайтәхти теһранда зийарәттә болмақта.
түркийә сода министири болат теһран зийарити җәрйанида иран пирезиденти мәсуд пәзәшкийан тәрипидин қобул қилинди.
министир болат кейинчә иранниң пайтәхти теһранда чақирилған түркийә-иран қошма иқтисад комитетиниң 29-қетимлиқ йиғинидин кейин байанат елан қилди.
министир болат байанатида, өзара содини көпәйтиш вә икки дөләтниң рәһбәрлири бәлгилигән өзара содини 30 милйард долларлиқ нишанға йәткүзүш тиришчанлиқлириниң үзлүксиз давамлишидиғанлиқини؛ бу рамкида, сода, қатнаш вә енергийә саһәлиридики һәмкарлиқларниң күчәйтилидиғанлиқини тәкитлиди.
у икки дөләт оттурисидики ортақ таможна содисини қолайлаштуруш мәқситидә чегра еғизлирини заманивилаштуридиғанлиқлирини әскәртип мундақ деди:
«иран билән йәнә икки чегра еғизи ечишқа тиришиватимиз. шундақла икки дөләт оттурисидики чегра еғизлиридин өтүш рәсмийәтлирини қолайлаштуруш вә базарларни гүлләндүрүшкә тиришиватимиз.
иран билән 2015-йили имзаланған алаһидә сода келишимини қайта җанландуруш вә сайаһәт җәһәттиму кәң даирилик бир келишимни түзүшни үмид қилимиз.»