түркийәниң йәр йаңиқи експортида наһайити зор мувәппәқийәтләр қолға кәлтүрүлди
түркийә бу йилниң дәсләпки 11 ейида йәр йаңиқи експортидин 2 милйард 300 милйон доллардин артуқ кирим қилди.
2219549
қарадеңиз йәр йаңиқи вә мәһсулатлири експортчилири бирлики түркийәниң бу йилниң дәсләпки 11 ейиға мунасивәтлик йәр йаңиқи експорти һәққидә доклат елан қилди.
бу доклатқа асасланғанда, 2024-йили 1-йанвардин 30-нойабирғичә болған мәзгилдә 289 миң 39 тонна йәр йаңиқи експорт қилинған, буниңдин 2 милйард 349 милйон 239 миң 446 доллар кирим қилинған.
алдинқи йилниң охшаш мәзгилидә 251 миң 163 тонна йәр йаңиқи експорт қилинған, буниңдин 1 милйард 621 милйон 988 миң 536 доллар кирим қилинғаниди.
түркийәниң 2024-йилидики йәр йаңиқи експорти алдинқи йилға селиштурғанда 37 миң 876 тонна, буниңдин қолға кәлтүргән кирими 721 милйон 250 миң 910 доллар ашқан.