трамп мәбләғ салғучиларға иҗазәт рәсмийитиниң тезлитилидиғанлиқини җакарлиди

америка қошма иштатлириниң сайланған пирезиденти доналд трамп америкаға 1 милйард доллар йаки униңдинму көп мәбләғ салғучилар үчүн иҗазәт рәсмийитиниң тезлитилидиғанлиқини билдүрди.

2219464
трамп мәбләғ салғучиларға иҗазәт рәсмийитиниң тезлитилидиғанлиқини җакарлиди

трамп өзигә тәвә «Truth Social» аммиви таратқу сәһиписидә елан қилған  байанатида, америкаға мәбләғ салғучиларға иҗазәт рәсмийитиниң тезлитилидиғанлиқини әскәртти.

у, байанатида мундақ деди:

«америкаға бир милйард доллар йаки униңдинму көп мәбләғ салған һәрқандақ шәхс йаки ширкәт барлиқ муһит асраш тәстиқлирини өз ичигә алған толуқ тәстиқ вә иҗазәтнамигә еришәләйду.»

байанатида техиму көп тәпсилатлар һәққидә тохталмиған трамп, сайлам риқабити җәрйанида, ширкәтләргә баҗни азайтиш вә етибар бериш тәдбирлирини йолға қойидиғанлиқи , һәмдә дөләткә мәбләғ салғучилар үчүн бийурократийәни азайтидиғанлиқи тоғрулуқ вәдә бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر