шимшәк: әрәб бирләшмә хәлипилики түркийәниң муһим истратегийәлик шериклиридин бири
түркийә җумһурийити хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәк әрәб бирләшмә хәлипиликиниң түркийәниң әң муһим истратегийәлик шериклиридин бири икәнликини билдүрди.
2216618
![шимшәк: әрәб бирләшмә хәлипилики түркийәниң муһим истратегийәлик шериклиридин бири](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/4015/0de3/81aa/674ebc1e5a837.jpg?time=1737168438)
министир мәһмәт шимшәк әрәб бирләшмә хәлипиликиниң әнқәрәдики баш әлчиси сәид сани заһириниң саһибханлиқида бир меһманханида өткүзүлгән әрәб бирләшмә хәлипиликиниң 53-қетимлиқ қурулуш хатирә йилини тәбрикләш мурасимиға қатнашти.
паалийәтниң ечилишида сөз қилған министир шимшәк икки дөләт оттурисидики сийасий мунасивәтниң интайин йахши икәнликини вә күнсайин күчийиватқанлиқини тәкитлиди.
у сөзини давамлаштуруп: «түркийә әрәб бирләшмә хәлипиликиниң әң чоң, бизгә нисбәтән бәшинчи сода шерики болди. бу нәтиҗидә, әлвәттә, алтун муһим рол ойниди. биз содимизни мал-мүлүк вә мулазимәт түрлирини көпәйтиш арқилиқ ашуруп давамлаштурушни халаймиз. нөвәттики һәмкарлиқ механизмимиз, болупму әркин сода келишими һәр икки дөләт пайдилинидиған муһим нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүшниң йолини ачти» дегәнләрни қәйт қилди.