түркийә өктәбирдә нефит вә тәбиий газ ишләпчиқириш рекортини бузуп ташлиди

енергийә вә тәбиий байлиқлар министири алпарслан байрақтар өктәбирдә айлиқ вә күндилик нефит-тәбиий газ ишләпчиқириш рекортини бузуп ташлиғанлиқлирини елан қилди.

2207128
түркийә өктәбирдә нефит вә тәбиий газ ишләпчиқириш рекортини бузуп ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә енергийә вә тәбиий байлиқлар министирлиқниң йазма байанатиға асасланғанда, өктәбирдә хам нефит вә тәбиий газ ишләпчиқиришта йеңи рекортлар йаритилған.

бу мәзгилдә, дөләт ичидики хам нефит ишләпчиқириш миқдари тарихтики әң йуқири сәвийигә йетип, 3 милйон 361 миң 725 варилға , тәбиий газ ишләпчиқириш миқдари 234 милйон 384 миң 17 кубметирға йәткән.

мәзкур хам нефит ишләпчиқиришниң %46.6 и габардин, тәбиий газ ишләпчиқиришниң %84 и сакарийа тәбиий газлиқидин тәминләнгән.

өктәбирдә күндилик оттуричә нефит ишләпчиқириш миқдари 108 миң 443 варил, тәбиий газ ишләпчиқириш миқдари 7 милйон 568 миң 242 кубметирға йетип әң йуқири сәвийә йаритилған.

министир байрақтар мундақ деди:

«өктәбирдә бизниң айлиқ вә күндилик нефит-тәбиий газ ишләпчиқириш миқдаримиз йуқири пәллигә йәтти. хам нефит 3 милйон 361 миң 725 варил, тәбиий газ  миқдари 234 милйон 384 миң 17 кубметирға йетип, барлиқ мәзгилләрдики әң йуқири сәвийәгә кәлди.»

министир байрақтар түркийәниң күнсери йүксиливатқанлиқини, нопусиниң күнсери көпийиватқанлиқини, шуңа еһтийаҗиниңму күнсери ешиватқанлиқини тәкитләп: «биз йеңи чарлаш вә йеңи бурғилашлар арқилиқ һәм  нефит, һәм тәбиий газ ишләпчиқириш миқдарини ашуримиз. сомалида паалийәтлирини башлиған оруч рәис бурғилаш парахотимизға охшаш, охшимиған қитәләрдә йеңи енергийә записи вә йеңи байқашлар үчүн тиришимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر