түркийә електир аптомобил базирида <Togg> әң көп сетлған аптомобил болушни давамлаштурмақта
йәрлик вә миллий аптомобил түркийә електир аптомобил базирида йилниң дәсләпки 10 ейида йетәкчиликини давамлаштурди.
түркийә авази радийоси хәвири: аптомобил тарқатқучилар вә қозғилишчан җәмийити (ODMD) ниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, <Togg> дәсләпки 10 айлиқ мәзгилдә 20 миң 140 данә сетилип, әң йеқин риқабәтчисидин 12 миң 773 данә артоқ сетилған.
бу мәзгилдә <Togg> ниң електир аптомобил базар үлүши 31% болған.
шундақ қилип сетилған һәр үч електир аптомобилниң бири <Togg> маркиси болған.
електир аптомобил базириға марка асасида қариғанда, йанвар-өктәбир арилиқида <Togg> дин кейин 7 миң 367 данә билән <Tesla> иккинчи вә 6 миң 576 данә билән <BMW> үчүнчи болған.
өктәбир ейида болса, 8 миң 341 данилик толуқ електир аптомобил базирида <Togg> 3 миң 91 данә сетилиш билән биринчи, <BMW> 557 данә сетилиш билән иккинчи вә <Mini> билән <KG Mobility (Ssangyong) > 425 данә сетилиш билән үчинчи болған.
<Tesla> 340 данә сетилиш билән төтинчи орунда туған, <Hyundai IONIQ 5> 302 данә сетилиш билән бәшинчи орунда турған.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
сода министири болат иранда
түркийә сода министири өмәр болат иранниң пайтәхти теһранда зийарәттә болмақта.