маниса мәсир мәҗуни йавропа иттипақи тәрипидин тизимға елинди
санаәт вә технологийә министири мәһмәт фатиһ каҗир, маниса мәсир мәҗуниниңму тизимликкә киргүзүлүши билән йавропа иттипақи тәрипидин тизимға елинған җуғрапийилик бәлгилик мәһсулатлар саниниң 28 гә йәткәнликини билдүрди.
2206098
түркийә авази радийоси хәвири: санаәт вә технологийә министири мәһмәт фатиһ каҗир бу һәқтә иҗтимаий алақә һесабида учур елан қилди.
фатиһ каҗир маниса мәсир мәҗуниниң тизимликкә киргүзүлүши билән йавропа иттипақи тәрипидин тизимға елинған җуғрапийилик бәлгилик мәһсулатлар саниниң 28 гә көпәйгәнликини билдүрүп, «41 хил дора – дәрмәк билән тәййарлинидиған, шипалиқ тәркиби вә әсирләргә созулған әнәниси билән мәсир мәҗунимиз мәдәнийәт мирасимизниң әң қиммәтлик тәмлири қатарида санилиду. йәрлик тәрәққийат һәрикити билән анадолуниң байлиқлирини дунйаға тонуштурушни давамлаштуриватимиз» деди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
сода министири болат иранда
түркийә сода министири өмәр болат иранниң пайтәхти теһранда зийарәттә болмақта.