түркийә чай експортида наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрди
түркийә бу йилниң 9 ейи ичидә 116 дөләткә қилған чай екиспортидин 18 милйон доллардин артуқ кирим қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий қара деңиз експортчилар җәмийити түркийәниң бу йилниң 9 ейиға мунасивәтлик чай екиспорти һәққидә доклат елан қилди.
доклатқа асасланғанда, дунйа бойичә бирдинбир чай байлиқи мол түркийәдин бу йил киргәндин буйан 9 ай ичидә 116 дөләткә 3 миң 642 тонна чай експорт қилинған, буниңдин 18 милйон 23 миң 919 доллар кирим қилинған.
бу мәзгилдә белгийә, әнглийә, шималий қибрис түрк җумһурийити, германийә вә америка қошма иштатлири чай екиспортидин әң көп кирим қолға кәлтүрүлгән бәш дөләт болған.
бу йил 9 айда белгийәгә 6 милйон 105 миң 169 долларлиқ, әнглийәгә 2 милйон 766 миң 299 долларлиқ, шималий қибрис түрк җумһурийитигә бир милйон 338 миң 382 долларлиқ, германийәгә бир милйон 318 миң 268 долларлиқ, америка қошма иштатлириға бир милйон 246 миң 456 долларлиқ чай екиспорт қилинған.
бу мәзгилдә 2023-йилдикидин пәрқлиқ һалда мавританийә, тунис, мисир, куба, бронди, оттура африқа җумһурийити, намибийә, коломбийә, камбоджа вә словенийә қатарлиқ 17 дөләткиму чай екиспорт қилинған.