түркийәдә ишсизлиқ нисбити төвәнлимәктә
түркийәдә ишсизлиқ нисбитиниң төвәнлишигә әгишип ишсизлар саниму үзлүксиз азаймақта.
2197148
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини 8-айдики әмгәк күчигә мунасивәтлик истатистикилиқ доклат елан қилди.
бу доклатқа асасланғанда, түркийәниң ишсизлиқ нисбити 8-айда алдинқи айдикидин % 0.3 төвәнләп, ٪8.5 кә чүшкән. бу мәзгилдә ишсизларниң сани 3 милйон 55 миң адәмгә азайған.
2024-йили 8-айда ишқа орунлашқанларниң сани алдинқи айдикидин 78 миң адәм көпийип, 32 милйон 776 миң адәмгә, ишқа орунлишиш нисбити % 0.1 ешип, ٪49.7 кә йәткән.