путин: 34 дөләт кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиға һәрхил шәкилләрдә қатнишишни халаватиду
русийә пиризиденти владимир путин 34 дөләтниң кесәк алтун дөләтлири тәшкилати (BRICS) ға қошулушни халайдиғанлиқини билдүрди.
2186528
түркийә авази радийоси хәвири: путин русийәниң сант-петирбург шәһиридә өткүзүлгән 14-нөвәтлик кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиға әза дөләтләрниң йуқири дәриҗилик вәкиллири бихәтәрлик йиғиниға қатнашқан әмәлдарлар билән көрүшти.
у йиғинда сөз қилип, йиғинға 1-йанвардин буйан кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиға әза болған дөләтләрниң вәкиллириңму қатнашқанлиқиға ишарәт қилип өтти вә тәшкилатниң бүгүнгә қәдәр һәрхил саһәләр бойичә нурғун йиғинларни чақирғанлиқини тилға елип, 22-өктәбирдин 24-өктәбиргичә болған арилиқта русийә федератсийәсигә қарашлиқ татарстан җумһурийитиниң пайтәхти қазан шәһиридә кесәк алтун дөләтлири тәшкилати башлиқлар йиғининиң чақирилидиғанлиқини, йиғинға нурғун дөләт рәһбәрлириниң қатнишидиғанлиқини тәкитлиди.
русийә пиризиденти путин кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиниң әһмийити һәққидә тохтилип: «кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиға болған қизиқиш барғансери ашмақта. 34 дөләт кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиниң паалийәтлиригә һәр хил усулда қатнишишини халаватиду» дегәнләрни қәйт қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәдә ишсизлиқ нисбити төвәнлимәктә
түркийәдә ишсизлиқ нисбитиниң төвәнлишигә әгишип ишсизлар саниму үзлүксиз азаймақта.