шимшәк: дунйа банкаси тәминлигән мәбләғ 3 милйард 700 милйон долларға йәтти
хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәк дунйа банкаси тәминлигән мәбләғниң 3 милйард 700 милйон долларға йәткәнликини ейтти.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәк дунйа банкасиниң түркийәгә 600 милйон доллар киредит беришни тәстиқлиғанлиқини, бу мәбләғниң 6-февралдики (2023) йәр тәврәштә апәткә учриған кичик санаәт районлирини қайта қуруш вә бу районлардики карханиларниң паалийәтлирини давамлаштурушқа ишлитилидиғанлиқини ейтти.
мәһмәт шимшәк дунйа банкаси билән елип бериливатқан һәмкарлиқ паалийәтлири һәққидә елан қилған байанатида, мундақ деди:
«бу киредит арқилиқ дунйа банкаси 2024-йили дөлитимизгә беришни тәстиқлиған мәбләғ 3 милйард 700 милйон долларға йәтти. буниңдин башқа йәнә, дунйа банкаси йәр тәврәш апитигә учриған вилайәтләр үчүн түзүлгән пилан-лайиһәләргә һазирғичә тәстиқлиған мәбләғ тәхминән 2 милйард долларға йәтти. бу мәбләғ дунйа банкасиниң дөлитимизгә вә иқтисадий пиланимизға болған ишәнчисиниң ипадиси.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
«Vista» намлиқ сайаһәт парахоти муғланиң бодрум наһийәсигә ләңгәр ташлиди
муғланиң бодрум наһийәсигә «Vista» намлиқ сайаһәт парахоти билән 1156 йолучи кәлди.