түркийә деһқанчилиқ саһәси тарихтики әң йуқири екиспорт сәвийәсини йаратти

деһқанчилиқ саһәси 14 милйард 58 милйон долларлиқ експорт билән тарихтики әң йуқири екиспорт сәвийәсини қолға кәлтүрди.

1995997
түркийә деһқанчилиқ саһәси тарихтики әң йуқири екиспорт сәвийәсини йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: бу йилниң алдинқи бәш ейида %4.8 ашқан йеза игилик експорти түркийәниң омумий експорт соммисиниң %13.7 ни игилиди.

деһқанчилиқ билән шуғуллинидиған 10 саһәниң төти бу йил бәш ай ичидә експорт рекортини бузуп ташлиди.

бу мәзгилдә, данлиқ зираәтләр, майлиқ уруқлар вә мәһсулатлири, йеңи мевә-чивә вә көктатлар, зәйтун вә зәйтун йеғи, зиннәтлик өсүмлүкләр вә мәһсулатлири саһәси тарихтики әң йуқири екиспорт сәвийәсини йаратти.

дөләтләргә қарайдиған болсақ, бу йилниң алдинқи бәш ейида данлиқ зираәтләр, майлиқ уруқлар вә мәһсулатлири ираққа 837 милйон 249 миң долларлиқ, йеңи мевә-чивә вә көктат саһәси русийә федератсийәсигә 402 милйон 401 миң долларлиқ, зәйтун вә зәйтун йеғи саһәси испанийәгә 172 милйон 874 миң долларлиқ, зиннәтлик өсүмлүкләр вә мәһсулатлири голландийәгә 19 милйон 878 миң долларлиқ експортни әмәлгә ашурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر