түркийәниң екиспорти мартта 23 милйард 595 милйон долларға йәтти

түркийәниң екиспорти март ейида алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 4.4 ешип, 23 милйард 595 милйон долларға йәтти.

1980717
түркийәниң екиспорти мартта 23 милйард 595 милйон долларға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң екиспорти март ейида алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 4.4 ешип, 23 милйард 595 милйон долларға, импорти болса % 3.4 ешип, 31 милйард 936 милйон долларға йәтти.

түркийә истатистика оргини билән сода министирлиқи түркийәниң март ейиға мунасивәтлик ташқи сода санлиқ мәлуматлирини елан қилди.

буниңға асасланғанда, омумий сода системиси даирисидә, түркийәниң март ейидики екиспорти алдинқи йилиниң охшаш ейиға селиштурғанда% 4.4 ешип, 23 милйард 595 милйон долларға, импорти болса% 3.4 ешип 31 милйард 936 милйон долларға йәткән.

март ейида түркийәниң ташқи сода қизил рәқими алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 0.9 ешип, 8 милйард 341 милйон долларға йәткән.

мулазимәт експортиниң ешиш нисбити импорттин  2023-йили март ейида алдинқи йилниң охшаш мәзгилидики% 73.2 тин % 73.9 кә өрлигән.

түркийәниң експорти йанвардин мартқичә болған арилиқта алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 2.5 ешип, 61 милйард 558 милйон долларға, импорти болса% 11.1 ешип, 96 милйард 250 милйон долларға йәткән.

 

ташқи сода қизил рәқими йанвардин мартқичә болған арилиқта % 30.7 ешип, 26 милйард 537 милйон долларға йәткән.

мулазимәт експортиниң ешиш нисбити импорттин  2022-йили йанвардин мартқичә болған арилиқтики % 69.4 тин % 64 кә төвәнлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر