дунйа банкаси йәр шари иқтисадий ешиш мөлчәрини өрләтти

дунйа банкаси йәр шариниң бу йилқи (2023) иқтисадий ешиш мөлчәрини %1.7 дин %2 кә өрләтти.

1973109
дунйа банкаси йәр шари иқтисадий ешиш мөлчәрини өрләтти

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара пул фонди тәшкилати-дунйа банкасиниң баһар йиғинлири ечилиштин илгири йәр шари иқтисади тоғрисида байанат елан қилинди.

байанатта, йәр шари иқтисадиниң бу йил %2 ашидиғанлиқиниң тәхмин қилинғанлиқи, буниңға хитай иқтисадидики йахшилинишниң сәвәб болидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, банкачилиқ кәспидики қийинчилиқлар вә нефит баһасиниң йуқири болушиниң, бу йиллиқ иқтисадий ешишқа бесим елип келиши мумкинлики агаһландурулди.

банканиң йанварда елан қилған мөлчәридә, дунйа иқтисадиниң бу йил %1.7 ашидиғанлиқи илгири сүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر