дунйа банкаси түркийәниң иқтисадий ешиш рәқимини өрләтти

дунйа банкаси түркийәниң бу йиллиқ (2023) тәхмин қилинған иқтисадий ешиш рәқимини %2.7 дин %3.2 кә чиқарди.

1971341
дунйа банкаси түркийәниң иқтисадий ешиш рәқимини өрләтти

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа банкасиниң йавропа вә оттура асийа районлири үчүн тәййарлиған йеңи иқтисадий доклатида, түркийә иқтисадиға мунасивәтлик тәхмин қилинған рәқәмләргә орун аҗритилди.

доклатта, түркийә иқтисадиниң бу йил %3.2, келәр йили (2024) 4.3%, 2025-йили болса %4.1 ешишиниң күтүлүватқанлиқи қәйт қилинди.

дунйа банкаси йанвар ейида елан қилған доклатида, түркийә иқтисадиниң 2023-йили %2.7, 2024-йили %4 ашидиғанлиқини тәхмин қилған иди.

түркийәдә 6-феврал (2023) йүз бәргән йәр тәврәш апәтлириниң тәхминән 34.2 милйард долларлиқ зийанға сәвәб болғанлиқи билдүрүлгән доклатта, буниң дөләтниң 2021-йилдики ишләпчиқириш омумий қиммитиниң %4 гә тоғра келидиғанлиқи әскәртилди.

доклатта, қайтидин қуруш вә башқа хизмәтләрниң һәқиқий тәннәрхиниң биваситә зийанниң икки һәссисигә тәң болуши мумкинлики, дөләтниң елип бериливатқан қайта қуруш хизмәтлири үчүн аилиләни вә мәбләғ селишларни қоллиши сайисида 2024-2025-йиллиридики иқтисадий ешишниң оттура һесаб билән %4.2 кә йетишиниң мөлчәрләнгәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر