түркийәдин 26 дөләткә һәсәл експорт қилинди

2023-йили йанвардин феврал ейиғичә болған мәзгилидә түркийәдин һәсәл експорти 6 милйон 485 миң 105 долларға йәтти.

1966207
түркийәдин 26 дөләткә һәсәл експорт қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий қара деңиз експортчилар бирләшмисиниң муавин рәиси әһмәт һәмди гурдоған түркийәдин бу йилниң дәсләпки икки ейида  һәсәл 26 дөләткә експорт қилинғанлиқини ейтти.

1-айдин 2-айғичә болған арилиқта һәсәл експортиниң 2 миң 76 тонниға йәткәнликини байан қилған гүрдоған, бу експорттин 6 милйон 485 миң 105 доллар кирим қилинғанлиқини әскәртти.

у америка, исраилийә вә германийәниң әң көп һәсәл експорт қилинған үч дөләт болғанлиқини билдүрүп: «америка 1 милйон 881 миң 9 доллар билән һәсәл експортимизда биринчи орунға өтти. америкадин кейин 1 милйон 593 миң 938 доллар билән исираилийә иккинчи, 963 миң 153 доллар билән германийә үчинчи болди. бултурниң охшаш мәзгилдикигә охшимайдиған йери бу йилниң дәсләпки икки ейида, булғарийә, сәуди әрәбистан, иреландийә, хоңкоң, ливийә, австиралийә вә хитай хәлқ җумһурийити қатарлиқ дөләтләргиму експорт қилинди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر