америка мәркизи банкиси өсүм өстүрди
америка мәркизи банкаси (америка федератсийә запас пул комитети) өсүм нисбитини өстүрди.
1964015

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизи банкаси өсүм нисбитини мөлчәрдикигә параллел һалда 25 асасий нуқта өстүрүп, йеқинқи 16 йилниң әң йуқири сәвийәси болған %4.75 билән %5 арилиқиға өстүрди.
америка мәркизи банкаси өсүм нисбитини ашуруш қарариниң барлиқ әзаларниң бирдәк мақуллиши билән чиқирилғанлиқини билдүрди.
федератсийә очуқ базар комитети (FOMC) ниң узун муддәт ичидә әң йуқири ишқа орунлишиш вә %2 пул пахаллиқини әмәлгә ашурушни нишан қиливатқанлиқи тәкитләнгән байанатта, бу нишанниң әмәлгә ашурулушиға йардәмчи болуш үчүн өсүм нисбитини %4.75 билән %5 арилиқиға чиқиришниң қарар қилинғанлиқиға ишарәт қилинди.
шундақ қилип, америка мәркизи банкаси өсүм нисбитини 2007-йилдин буйанқи әң йуқири чәккә көтүргән болди.
банканиң пул пахаллиқи мөлчәри бу йил %3.1 тин %3.3 кә көтүрүлгән байанатта, пул пахаллиқиниң 2024 –йили %2.5, 2025- йили %2.1 болидиғанлиқи мөлчәри оттуриға қойулди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

дунйа банкиси түркийә иқтисадиниң ешиш мөлчәрини %3.2 кә өрләтти
дунйа банкиси йәр шари иқтисади истиқбали доклатиниң 6-айлиқ санини елан қилди.