«тог» ни алдин закас қилғанларниң сани 41 миңға йәтти

түркийәниң токлуқ аптомобили «тог» ни алдин закас қилғанларниң сани 41 миңға йәтти.

1962050
«тог» ни алдин закас қилғанларниң сани 41 миңға йәтти
togg.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: санаәт вә техника министири мустапа варанк твиттер адресида байанат елан қилип, «Togg T10X» моделиниң закас саниниң 41 миңға йәткәнликини билдүрди.  

«Togg T10X» модели закасға ечилип, дәсләпки 24 саәт ичидила 22  миң 150 аптомобил закас қилинди.

«тог» ниң твиттер адресида елан қилинған байанатта, мушу айниң ахиридин етибарән мал тапшурушишлириниң башлинидиғанлиқи һәмбәһирләнди.

«Togg T10X» моделини алдин закас қилиш 16- марттин 27 – мартқичә «togg.com.tr» вә «Trumore» әп детали арқилиқ давамлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر