америкада икки банка вәйран болди

американиң силикон җилғиси банкаси билән нийу йорктики имза банкаси арқа-арқидин вәйран болди.

1959681
америкада икки банка вәйран болди

түркийә авази радийоси хәвири: америкада дәсләптә, йеңилиқ йаритишчан ширкәтләрни қоллаш үчүн қурулған силикон җилғиси банкаси вәйран болди. арқидин нийу йорктики имза банкаси (Signature ) тақалди.

америка малийә министирлиқи һәр икки банканиң аманәт қойғучилириниң толуқ қоғдилидиғанлиқини елан қилди.

америка пирезиденти җо байдин: «банка системисини қоғдаш үчүн қилишқа тегишлик ишлар қилиниду» деди. әмма бу, дунйа банка саһәсини тиничландурушта йетәрлик болмиди.

дунйа аксийә базарлирида сода қилиниватқан банкаларниң пай баһаси төвәнлиди. буниңда, хәлқара мәбләғ салғучиларниң вәйран болуш долқуниниң тарқилишиға болған әндишәсиниң асаслиқ рол ойниғанлиқи қәйт қилинмақта.

силикон җилғиси банкасиниң шөбилири алдида, пул аманәт қойғучилар пуллирини елиш үчүн узун өчрәт һасил қилди.

банка мутәхәссислири болса, интайин йуқири қиммәткә игә банканиң қандақ болуп бир кечидә туйуқсиз вәйран болғанлиқини чүшинишкә тиришиватқанлиқи билдүрүлди.

бәзи мутәхәссисләр силикон җилғиси банкасиниң вәйран болушиниң арқисида хәтәрлик мәбләғ селишқа қатнашқанлиқиниң барлиқини әскәртмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر