түркийәниң йәрлик аптомобили «тогг»ниң баһаси елан қилинди

милйонларчә киши тәқәззалиқ билән күтүватқан түркийәниң токлуқ машиниси — тогг (Togg) ниң баһаси елан қилинди.

1959709
түркийәниң йәрлик аптомобили «тогг»ниң баһаси елан қилинди
togg mavi.jpg
togg kirmizi.jpg
togg.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: тоггниңC категорийәси SUV типиниң исминиң «T10X» икәнлики, өлчәмлик моделиниң сетиш баһасиниң 953 миң лира қилип бекитилгәнлики билдүрүлди.

алдин заказ қилишниң 16-март башлинидиғанлиқи, тоггни сетивалғучилириға тапшуруш рәт тәртипиниң чәк ташлаш арқилиқ бекитилидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатқа қариғанда, V1 үскүниси сәпләнгән өлчәмлик типиниң баһаси 953 миң лира, йетип бериш мусаписи охшаш болсиму, V2 үскүниси сәпләнгән моделиниң баһаси 1 милйон 55 миң лира икән.

узун мусапилик батарейә сәпләнгән V2 үскүнилик модели 1 милйон 215 миң лираға сетилидикән.

түркийәниң йәрлик машиниси тогниң өлчәмлик моделиниң йетип бериш мәзили 314 километир,  йуқири моделиниң йетип бериш мәнзили 523 километир икән.

T10X моделиға еришмәкчи болғанлар TOGG тор бекити вә Trumore әпдетали арқилиқ илтимас қилса болидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر