министир муш: йанвар ейидики екиспорт әң йүксәк сәвийәгә йәтти
түркийә сода министири мәһмәт муш түркийәниң йанвар ейидики експортиниң алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 10.4 ешип, 19 милйард 400 милйон долларға йәткәнликини ейтти.
1941282

түркийә авази радийоси хәвири: сода министири мәһмәт муш, пайтәхт әнқәрәдә бу һәқтә елан қилған байанатида, түркийәниң йанвар ейидики експортиниң әң йүксәк сәвийәгә йәткәнликини тәкитләп мундақ деди: «експорт саһәмиздә бу йилниң дәсләпки ейида қолға кәлтүрүлгән мувәппәқийәтләр бултурқи сәвийәгә йәтти. шуниң билән, түркийәниң йанвар ейидики експорти алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 10.4 ешип, 19 милйард 400 милйон долларға йәтти.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

америка мәркизи банкиси өсүм өстүрди
америка мәркизи банкаси (америка федератсийә запас пул комитети) өсүм нисбитини өстүрди.