русийә украина арқилиқ йавропаға йәткүзүлидиған тәбиий газ миқдарини %20 ашурди

русийә енергийә ширкити «газпром» (Gazprom) украина арқилиқ йавропаға йәткүзүлидиған тәбиий газ миқдарини бүгүн (1-феврал) түнүгүнкигә селиштурғанда %20 ашуруп, 29 милйон 400 миң кубметирға йәткүзгәнликини елан қилди.

1940577
русийә украина арқилиқ йавропаға йәткүзүлидиған тәбиий газ миқдарини %20 ашурди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә енергийә ширкити газпром русийә мәтбуатлириға бәргән байанатида, соһраневка тарқитиш нуқтисидин газ йәткүзүш тәлипиниң украина тәрипидин рәт қилинғанлиқи билдүрүлди.

газ йәткүзүшниң суҗа нуқтисидин давамлишидиғанлиқи билдүрүлгән байанатта йәнә, бу нуқтидин тошуш миқдариниң бүгүн 29 милйон 400 миң кубметирға чиқирилғанлиқи уқтурулди.

газпром түнүгүн (31-йанвар) украина арқилиқ йавропаға 24 милйон 500 миң кубметир тәбиий газ әвәткән болуп,  шундақ қилип, газпромниң газ йәткүзүш нисбити 31 - йанварға селиштурғанда %20 ашқан болди.

украина 2022-йили майда русийә тәбиий газиниң үчтин бири өтидиған соһраневка тарқитиш нуқтисидин газ йәткүзүшни тохтатқан иди.

газпромниң шималий еқим туруба линийәлири, йамал-йавропа арқилиқ ғәрбий вә оттура йавропаға тәбиий газ йәткүзүшму тохтап қалған иди.

газпромниң бу районларға газ йоллиши пәқәт украина арқилиқла давамлишип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر