түркийә шималий африқа дөләтлиригә 13 милйард 148 милйон долларлиқ мал експорт қилди

түркийәниң 2022-йили шималий африқа дөләтлиригә қилған експорти 2021 – йилиға селиштурғанда %5.1 ешип, 13 милйард 148 милйон долларға йәтти.

1936570
түркийә шималий африқа дөләтлиригә 13 милйард 148 милйон долларлиқ мал експорт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә експортчилар мәҗлисиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, 2022 - йили түркийәниң омумий експорти 2021-йилға селиштурғанда %12.9 ешип, 254 милйард 210 милйон долларға йәткән.

2022 - йили маракәшкә 2 милйард 968 милйон долларлиқ, алҗирийәгә 1 милйард 914 милйон долларлиқ, тунисқа 1 милйард 505 милйон долларлиқ, ливийәгә 2 милйард 408 милйон долларлиқ, мисирға 3 милйард 928 милйон долларлиқ вә суданға 423 милйон долларлиқ мал екиспорт қилған болуп, җәмий шималий африқа дөләтлиригә 13 милйард долларлиқ мал експорт әмәлгә ашурулған.

алдинқи айда (2022-йили декабир) болса, мисирға 348 милйон 900 миң долларлиқ, маракәшкә 212 милйон 900 миң долларлиқ, алҗирийәгә 183 милйон долларлиқ, ливийәгә 212 милйон 300 миң долларлиқ, суданға 47 милйон 900 миң долларлиқ експорт әмәлгә ашурулған.

2022-йили алҗирийәгә %29.5 лик ешиш билән химийәлик мәһсулатлар санаити 330 милйон 100 миң долларлиқ әң йуқири експорт нисбитини әмәлгә ашурған болуп, полат-төмүр санаити маракәшкә %21.1 лик ешиш билән 633 милйон 400 миң долларлиқ експортни әмәлгә ашурған.

 химийәлик мәһсулатлар санаити мисирға %23 лик ешиш билән 806 милйон 200 миң долларлиқ, полат-төмүр санаити тунисқа %6.5 лик еишиш билән 250 милйон 400 миң долларлиқ, ашлиқ вә данлиқ өсүмлүкләр саһәси ливийәгә %45.6 ешиш билән 365 милйон 100 миң долларлиқ, суданға %110.7 ешиш билән 126 милйон 100 миң долларлиқ експортни әмәлгә ашурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر