түркийәдин 54 дөләткә пәмидур експорт қилинди

2022-йили түркийәниң пәмидур екиспорти 2021-йилдикигә селиштурғанда тәхминән %4 ешип, 377 милйон 418 миң долларға йәтти.

1933835
түркийәдин 54 дөләткә пәмидур експорт қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий җәнуби анадолу експортчилар җәмийитиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, експортчилар, руменийә, украина, булғарийә, германийә, әнглийә, чех, шивейтсарийә, испанийә, қазақистан, латвийә, русийә, полша вә малайшийа қатарлиқ 54 дөләткә 526 миң 703 тонна пәмидур сатқан.

бултур пәмидурдин дөләткә 377 милйон 418 миң доллар оброт қилған експортчилар, 2021-йили 362 милйон 993 миң доллар болған експортни, 2022-йили тәхминән%4 ашурған.

түркийә әң көп пәмидур експорт қилған дөләтләр арисида, руменийә биринчи, украина иккинчи, булғарийә үчинчи орунда турған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر