министир муш: експортта рекортларни йаритишни давамлаштуримиз
түркийә җумһурийити сода министири мәһмәт муш, түркийәниң експорт рекортлирини бузуп тарих йезишни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.
1926793

түркийә авази радийоси хәвири: министир мәһмәт муш истанбулда ечилған 2022 - йиллиқ ташқи сода санлиқ мәлуматлирини елан қилиш йиғидики сөзидә, дунйа сода саһәси турақсизлиқ вә турғунлуқларни күтүватқан бир пәйттә түркийәниң екиспортта арқа-арқидин рекортларни йаратқанлиқини оттуриға қойди вә сөзини давамлаштуруп, дөләтниң нишанларни ашуруп орундап, рекортларға һәр күни йеңи рекортларни илавә қилғанлиқидин пәхирлиниватқанлиқини ейтти.