америка мәркизи банкиси өсүм өстүрди

америка мәркизий банкаси өсүм нисбитини 50 асасий нуқта өстүрүп, йеқинқи 15 йилниң әң йуқири сәвийәси болған %4.25-4.50 арилиқиға көтүрди.

1919068
америка мәркизи банкиси өсүм өстүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизий банкаси өсүм нисбитини ашуруш қарариниң бирдәк мақулланғанлиқини елан қилди؛ шундақ қилип, банка өсүм нисбитини 2007-йилдин буйанқи әң йуқири чәккә көтүргән болди.

уда төт қетимлиқ йиғинда өсүм нисбитини 75 поинт өстүргән америка мәркизий банкаси, бу йилниң (2022) ахирқи қетимлиқ йиғинида, өсүм нисбитини йуқири көтүрүш сүритини астилатти.

хәлқара пул – муамилә базарлириму америка мәркизий банкасиниң өсүм нисбитини 50 асасий нуқта өстүридиғанлиқини мөлчәрлимәктә иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر