венгирийә йавропа иттипақиниң келәр йиллиқ украинаға иқтисадий йардәм бериш пиланини рәт қилди

йавропа иттипақи дөләтлириниң келәр йили украинаға 18 милйард йавро иқтисадий йардәм бериш пилани венгирийәниң рәт қилишиға учриди.

1915855
венгирийә йавропа иттипақиниң келәр йиллиқ украинаға иқтисадий йардәм бериш пиланини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өтәватқан чехийәниң малийә министири зибинек станҗура, йавропа иттипақиға әза 27 дөләтниң малийә министирлириниң белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирған йиғинидин кейин байанат берип, келәр йили украинаға 18 милйард йавро иқтисадий йардәм беришни мәзмун қилған пиланниң тәстиқланмиғанлиқини уқтурди.

йавропа иттипақи дөләтлириниң бирдәк мақуллишини шәрт қилидиған йардәм пиланиниң қобул қилинмиғанлиқиға ишарәт қилған станҗура, венгирийәниң рәт қилиш һоқуқидин һалқип, қалған 26 әза дөләт қоллайдиған бир йардәм пилани тәййарлашқа тутуш қилғанлиқлирини әскәртти.

йавропа иттипақиниң бир гәвдә һалитидә украинаға иқтисадий җәһәттин йардәм бериш вә буниң үчүн ортақ қәрз елиш қарариға қарши чиққан венгирийә, һәр бир әза дөләтниң украинаға өзиниң имканийитигә қарап йардәм бериши керәкликини оттуриға қоймақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر