йапонийәдә енергийә теҗәш басқучи башланди

йапонийәдә енергийә мулазимитиниң үзүлүп қелиш еһтималлиқи көздә тутулуп уда 4 ай давамлишидиған енергийә теҗәш басқучи башланди.

1913548
йапонийәдә енергийә теҗәш басқучи башланди

түркийә авази радийоси хәвири: һөкүмәт, туралғу вә хизмәт орунлирида 1-декабирдин 31-мартқичә йолға қойулидиған енергийә теҗәш тәдбирлири пирограммисини елан қилди.

йапонийә хәлқидин өйлиридә техиму қелин кийиниш вә төвән температуридики исситқучларни ишлитиш тәләп қилинди. енергийә теҗәш тәдбирлири, техиму қелин пәрдиләрни ишлитиш вә еһтийаҗ чүшмигән әһвал астида лампучкиларни өчүрүш қатарлиқларни өз ичигә алиду.

йапонийәдә токни мувәппәқийәтлик теҗәйдиған истемалчиларға мукапат берилиду.

алди билән, енергийә теҗәш пирограммисиға тизимлатқан барлиқ аһалиләр тәхминән 2 миң йен (14 доллар) қиммитидики мукапат номуриға еришиду.

кейинки үч талонини алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 3 йаки униңдин көпрәк азайтқанларға қошумчә мукапат номури берилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر