иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилати түркийә иқтисадиға мунасивәтлик мөлчәрини елан қилди

иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилати түркийә иқтисадиниң бу йил ахирида %5.3, келәр йили %3 ашидиғанлиқини мөлчәрлиди.

1909632
иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилати түркийә иқтисадиға мунасивәтлик мөлчәрини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилатиниң 3-пәсиллик йәршариға нәзәр доклатида, түркийә иқтисадиниң 2024-йили %3.4 ешишиниң мөлчәрлиниватқанлиқи билдүрүлди.

доклатта түркийә иқтисади тоғрисида: «малийә сийасити, енергийә истемалчилирини қоллаш тәдбирлири вә дөләтниң улуғвар туралғу өй түрлири мөлчәрләш мәзгили бойичә йардәмчи рол ойнашни давамлаштуриду» дегән ибариләргә орун берилди.

мөлчәрлинишичә, иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилатиға әза дөләтләр бу йилни ахирида %2.8, 2023-йили %0.8, 2024-йили %1.4 ашидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر