пакистан русийәдин йеқилғу сетивелишни пиланлимақта

пакистан малийә министири исһақ дар, дөлитиниң һиндистанға берилгән миқдарда русийәдин йеқилғу сетивелишқа тәййар икәнликини билдүрди.

1894923
пакистан русийәдин йеқилғу сетивелишни пиланлимақта

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң йеңидин тәйинләнгән малийә министири дар, америка қошма иштатлиридики дөләт ишлири зийарити җәрйанида мухбирларға байанат бәрди؛ у пайтәхт вашингтонда өткүзгән төт күн ичидә хәлқара пул-муамилә органлири, америка, сәуди әрәбистан вә башқа дөләтләрниң башлиқлири билән 58 қетим көрүшкәнликини байан қилип, дөлитиниң һиндистанға берилгән миқдардар русийәдин йеқилғу сетивелишқа тәййар икәнликини билдүрди вә ғәрб дөләтлириниң кәлкүн апитиниң еғир зәрбисигә учриған пакистанниң русийәдин әрзан баһада йеқилғу сетивелишиға тосқунлуқ қилмайдиғанлиқини оттуриға қойди.

кәлкүн апитиниң еғир зәрбисигә учриған пакистан, украина уруши сәвәбидин йүргүзүлгән җазаларниң пәнчиси астидики русийәдин буғдай сетивелишни пиланлимақта.

пакистанниң москвада турушлуқ баш әлчиси шәфкәт әли хан тасс хәвәр агентлиқиниң зийаритини қобул қилғанда «биз русийәдин буғдай сетивелишни пиланлаватимиз» деди вә бу һәқтики сөһбәтләрниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر