шивейтсарийә тәбиий газни теҗәп ишлитиш нишанини оттуриға қойди

шивейтсарийә һөкүмити, енергийә киризисиниң баш көтүргүси сәлбий тәсиридин сақлиниш үчүн, қишта тәбиий газ истемалини 15% азайтиш нишанини оттуриға қойди.

1872633
шивейтсарийә тәбиий газни теҗәп ишлитиш нишанини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: шивейтсарийә һөкүмити байанат елан қилип, 2022-йили өктәбирдин 2023- йили мартқичә болған җәрйанда мәмликәт миқйасида тәбиий газға болған тәләп вә истемал миқдарини азайтиш үчүн, пидакарлиқ билән теҗәп истемал қилиш сәпәрвәрлик паалийитиниң йолға қойулғанлиқини уқтурди.

бу даиридә, алдимиздики қиш пәсли ахирлашқучә тәбиий газ ишлитиш нисбитини %15 төвәнлитишниң нишан қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, теҗәш паалийитигә алақидар тәпсилатларниң сентәбир ейида елан қилинидиғанлиқи қәйт қилинди.

йәнә бир тәрәптин, енергийә киризисиниң қиш пәслидә ток тохтап қелиш әһваллирини кәлтүрүп чиқириш еһтималлиқи, шевитсарийәниң һәрқайси җайлирида ток генераторлириға болған еһтийаҗни ашурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر