түркийәниң 4 – чоң бурғилаш парахоти абдулһәмид хан вәзипә өтәш орниға йетип барди

200 кишилик хадими болған бурғилаш парахоти абдулһәмид хан 12 миң 200 метир чуңқурлуққичә бурғилаш иқтидари билән алдинқи қатарда туриду.

1866360
түркийәниң 4 – чоң бурғилаш парахоти абдулһәмид хан вәзипә өтәш орниға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ донмәз түркийәниң 4 - бурғилаш парахоти абдулһәмид ханниң ақдеңиздики тунҗи бурғилаш хизмити үчүн  бәлгиләнгән вәзипә орни йүрүкләр 1 - қудуқиға йетип барғанлиқини билдүрди.

министир донмәз тивиттер һесабида һәмбәһирлигән учурида, «абдулһәмид хан миллитимизниң дуалири вә үмидлирини көтүрүп ақ деңиздики тунҗи вәзипә орни йүрүкләр 1 - қудуқиға йетип барди» деди.

йәттинчи әвлад илғар техникиға игә бу парахотниң узунлуқи 238 метир, кәңлики 42 метир келиду. қош мунар билән актип орун бәлгиләш системисиға игә.

200 кишилик хадими болған бурғилаш парахоти абдулһәмид хан 12 миң 200 метир чуңқурлуққичә бурғилаш иқтидари билән алдинқи қатарда туриду.

йүрүкләр 1 - қудуқи анталйаниң ғазипаша районидин 55 киломитир йирақлиқта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر