әнглийә русийәгә йеңи сода җазаси йүргүзүшни қарар қилди

әнглийә русийәгә һәр хил тавар вә техникилар билән уруш айропилани йеқилғуси вә бир қисим қәғәз пулларниң икспорт қилинишиға мунасивәтлик йеңи сода җазаси йүргүзүшни қарар қилди.

1847469
әнглийә русийәгә йеңи сода җазаси йүргүзүшни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара сода министирлиқиниң тор бетидики експорт қилғучиларға қарита елан қилинған уқтурушта, русийәгә бир қатар тавар вә техникиларниң һәмдә уруш айропилани йеқилғуси, йеқилғу хуручи блиән фондстерлиң йаки йавропа иттипақи пуллириниң експорт қилинишиниң мәни қилинидиғанлиқи тоғрисидики қарарға орун берилди.

полат – төмүр импортиға мунасивәтлик техникилиқ йардәмләр, пул - муамилә мулазимити, мәбләғ вә васитичилик уқтурушта, мулазимәтлириниң импортиға аит йеңи чәклимиләрниңму барлиқи оттуриға қойулди.

бәзи чәклимиләрниң русийә вә украина һөкүмити контроллуқиниң сиртидики районлар билән мунасивәтлик икәнликигә ишарәт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر