дунйа сода тәшкилатиниң 12 - нөвәтлик министирлар йиғини ахирлашти

дунйа сода тәшкилатиға әза дөләтләр шивийетсарийәниң җәнвә шәһиридә чақирилған 12 - нөвәтлик министирлар йиғинида, ислаһат елип бериш мәсилиси бойичә келишим һасил қилди.

1844771
дунйа сода тәшкилатиниң 12 - нөвәтлик министирлар йиғини ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сода тәшкилати баш директори нгози оконҗо веала йепилиш йиғинидин кейин өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинидики сөзидә, йиғинға иштирак қилған министирларниң әзәлдин көрүлүп бақмиған келишимләрни һасил қилғанлиқини байан қилип: дунйа сода тәшкилати узундин бери бундақ көп санда көп тәрәплимилик үнүмләргә шаһит болуп бақмиди» деди.

дунйа сода тәшкилатиниң тор бетидә елан қилинған 12 - нөвәтлик министирлар йиғининиң хуласә доклатида, иштиракчи министирларниң бәлгилимидин ашуруп белиқ тутушниң алдини елиш  тоғрисидики 20 нәччә йилдин буйан музакирә қилиниватқан белиқчилиқ бәлгилимисини қобул қилди.

әза дөләтләр йәнә, ковид-19 ваксинисиға баравәр еришишни капаләтләндүрүүш үчүн ваксининиң патент һоқуқидин вақитлиқ ваз кечиш мәсилисидиму бирдәклик һасил қилди.

йиғинда, йемәклик бихәтәрликини капаләткә игә қилиш үчүн зөрүр тәдбирләрни йолға қойуш, сода мәһсулатлириниң електиронлуқ муһитта йөткилиши җәрйанида елинидиған таможна беҗи қәрзини йәнә 2 йил кечиктүрүш вә кәлгүсидики йәршари йуқум әһвалиға қарши туруш қатарлиқ мәсилиләр тоғрисидиму келишим һасил қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر