байдин нефит ширкәтлирини нефит ишләпчиқиришни ашурушқа чақирди

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин дөләттә бензин баһасиниң рекорт сәвийәдә өрләп кетиш мәсилисини һәл қилиш үчүн нефит ширкәтлирини нефит ишләпчиқиришни ашурушқа чақирди.

1844146
байдин нефит ширкәтлирини нефит ишләпчиқиришни ашурушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин америка қошма иштатлиридики әң чоң нефит билән тәминлигүчи ширкәтләрдин ExxonMobil , Chevron , BP вә Shell қатарлиқ ширкәтләргә хәт йазди.

русийә – украина уруши башланған 24 – февралдин буйан, америка қошма иштатлиридики бензин баһасиниң һәр галлониниң оттуричә баһасиниң 1.70 доллар өсүп кәткәнликини әскәрткән байдин, «америка хәлқи баштин кәчүрүватқан иқтисадий қийинчилиқларниң җавабкариниң русийә президенти владимир путин икәнликини» илгири сүрди.

у, бу җәрйанда нефит айриш завутлириниң пайда нисбитиниң рекорт сәвийәдә ешишиниң хәлқ аммисиға болған иқтисадий бесимни күчәйтивәткәнликини тәкитләп мундақ деди: «ширкитиңларниң һазирму җиддий тәдбир қоллинип, нефит, дизел вә башқа нефит айриш завутлириниң ишләпчиқириш вә нефит билән тәминләшни ашуруш пурсити бар.»

байдин хетидә, пат йеқинда нефит айриш завутлириниң иқтидарини ашуруш үчүн барлиқ федератсийәлик һоқуқлирини җари қилдуридиғанлиқлирини байан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر