Fitch Ratings түркийәниң иқтисадий ешиш мөлчәригә өзгәртиш киргүзди

хәлқара киредит баһалаш оргини — Fitch Ratings, түркийә иқтисадиниң бу йиллиқ ешиш мөлчәрини %2.4 тин %4.5 кә чиқарди.

1842704
Fitch Ratings түркийәниң иқтисадий ешиш мөлчәригә өзгәртиш киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: Fitch Ratings «йәршари иқтисадиға нәзәр» намлиқ доклатиниң 6-айлиқ санини «пул – муамилә ишлирини чиңитиш сийаситиниң қайтип келиши» дегән тема астида елан қилди.

түркийә иқтисадиға мунасивәтлик баһаларғиму  орун берилгән доклатта, түркийә иқтисадиниң бу йилниң биринчи пәслидә мөлчәрдикидин хелила йахши ешишни қолға кәлтүргәнлики оттуриға қойулди.

доклатта, експортқа селиштурғанда импортниң тез сүрәттә төвәнләватқанлиқи, мәбләғниң қошумчә йардәм билән тәминлигәнлики, содидики ешишиниң иқтисадий ешишқа йардәм бәргәнлики қәйт қилинди.

киредит баһалаш оргининиң доклатида, түркийә иқтисадиниң бу йил %4.5,  2023 – йили %3 вә 2024 – йили %2.9 ешишиниң мөлчәрлиниватқанлиқиға ишарәт қилинди.

Fitch Ratings, буниңдин илгири түркийә иқтисадиниң бу йил %2.4, 2023- йили %3.2 ашидиғанлиқини пәрәз қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر