йапонийә русийә нефитини импорт қилишни чәкләшни пиланлимақта

йапонийә һөкүмити, украинадики уруш сәвәбидин русийәгә йүргүзгән иқтисадий җазалар даирисигә нефит импорт қилишни чәкләшни киргүзүшни пиланлаватиду.

1824498
йапонийә русийә нефитини импорт қилишни чәкләшни пиланлимақта

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә баш министири кишида фумио мухбирларни күтүвелиш йиғинида, тәрәққий тапқан 7 дөләт гуруһи билән орнатқан һәмкарлиқниң роһиға асасән, русийәдин нефит импорт қилишни чәкләйдиғанлиқлирини оттуриға қойуп: «бу интайин мүшкүл қарар. әмма һазир әң муһим болғини 7 дөләт гуруһиниң һәмкарлиқи» деди вә сөзини давамлаштуруп, русийәниң йирақ шәрқ районлиридики нефит вә тәбиий газ түрлиридә «йапонийәниң мәнпәәтини қоғдайдиғанлиқлири»ни қәйт қилди.

баш министир кишида, «сахалин -1» вә «сахалин -2» түрлириниң «йапонийәниң енергийә бихәтәрлики үчүн интайин муһим» икәнликини тәкитләп, русийәдин нефит импорт қилишни қәдәммуқәдәм тохтидиғанлиқлирини әскәртти.

йапонийә баш министири, «авам вә сода дунйасиға пайдисиз тәсирләрни әң төвән чәккә чүшүридиған позитсийә билән, басқучлуқ һаләттә (нефит импортини) тохтитимиз. әмма бизниң (түрләрдики) мәнпәәтимизни қоғдаш пиланимиз давамлашмақта» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر