модйс йәр шари пул пахаллиқи тоғрисида байанат елан қилди

хәлқара киредит баһалаш оргини — мудй (Moodys), йәршари пул пахаллиқиниң 2022- йили йәнила йуқири болушни давамлаштуридиғанлиқини, 2023- йилиниң кейинки йеримида мөтидил һаләткә келишиниң мөлчәрлиниватқанлиқини оттуриға қойди.

1818183
модйс йәр шари пул пахаллиқи тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мудйс байанат елан қилип, йемәклик вә йеқилғу баһасиниң өрләп кетиши һәмдә 24 – феврал башланған русийә – украина урушиниң тәсиридә еғирлишип кәткән тәминләш зәнҗиридики кашилиларниң түрткисидә пул пахаллиқи бесиминиң техиму рошән болидиғанлиқини вә мөлчәрдикидин узун давам қилидиғанлиқини әскәртти.

тәрәққий тапқан иқтисадий гәвдиләрдики әмгәк күчи тәннәрхиниң өрлиши билән пул пахаллиқи мөлчәрлириниң хәвпни еғирлаштурувәткәнликигә ишарәт қилинған байанатта, пул пахаллиқиниң мәңгүлүк өрлишиниң иқтисадий ешишниң сүрити астилап, өсүм нисбити өрләп кәткән һазирқидәк шараитта дөләтләрниң киредит инавәтлиригә пассип тәсир көрситидиғанлиқиға ишарәт қилинди.

байанатта: «биз 2022- йили йәр шари пул пахаллиқиниң йуқири болидиғанлиқини, 2023- йилиниң кейинки йеримида оттурһал сәвийәгә келишини мөлчәрлимәктимиз, пул пахаллиқи хәвпи йуқири йөнилишлик» дегән ибариләргә орун берилди.

әгәр пул пахаллиқи һазирқи һалитини изчил сақлап қалса, дөләтләрниң узун муддәт техиму көп мәбләғ тәннәрхигә дуч келидиғанлиқи тәкитләнгән байанатта, узун муддәтлик пул пахаллиқиниң иҗтимаий вә сийасий хәвпләрни техиму ашуруветидиғанлиқи қәй қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر