моңғулийә-түркийә арисида айропилан сәпәрлири башланди

моңғулийә һава йоллири ширкити (MIAT Mongolian Airlines) пайтәхт уланбатурдин истанбулға тунҗи айропилан сәпирини әмәлгә ашурди.

1808354
моңғулийә-түркийә арисида айропилан сәпәрлири башланди
mogolistan hava yollari.jpg
mogolistan hava yollari.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: моңғулийә һава йоллири ширкитиниң «300-767 бойин» типлиқ айропилан билән қилған тунҗи сәпәрдә, 250 йолучи истанбулға кәлди. йолучилар билән айропилан хадимлири айропилан ишики алдида гүл-чечәкләр билән қарши елинди.

истанбул хәлқара айродурумида өткүзүлгән мурасимда, йолучиларға моңғулийәниң әнәниви йемәкликлиридин бири болған қурт икрам қилинди.

моңғулийәниң истанбул турушлуқ консули хишигсурән шарав түркийә һава йоллири ширкитиниң уланбатур билән истанбул оттурисида әмәлгә ашурған айропилан сәпиригә мас һалда моңғулийә һава йоллири ширкити айропиланиниң һәптидә бир қетим учидиғанлиқини ейтти.

у: «ийун ейидин (2022) тартип айропилан сәпәрлирини иккигә чиқиришни пиланлаватимиз. икки дөләт оттурисидики айропилан сәпәрлири көпәйгәнсери сода вә сайаһәтчиликму җанлиниду» деди.

моңғулийә һава йоллири ширкити сәпәрлириниң башлиниши билән истанбул айродурумидин йолучи тошуйдиған һава йоллири ширкитиниң сани 64 кә чиққан болди. 15 почта айропилан ширкитини қошқанда, бу сан 79 болди.  

   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر