түрк һәсили 55 дөләткә експорт қилинди
түрк һәсили алдинқи йили 55 дөләткә експорт қилинди.

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий қарадеңиз експортчилар җәмийитиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, бултур түркийәдин 55 дөләткә 9875 тонна һәсәл експорт қилинған, буниңдин 30 милйон 498 миң 600 доллар кирим қилинған.
өткән йили, 5 миң 972 тонна һәсәл експорт қилинған, буниңдин 25 милйон 856 миң 972 доллар кирим қилинған, һәсәл експорти 2020-йилдикигә селиштурғанда% 65, қиммити% 18 ашқан.
америка қошма иштатлири, германийә, испанийә ,булғарийә вә исраилийә 2021-йили әң көп һәсәл експорт қилинған дөләтләр болған.
түркийә өткән йили, 2020-йилдикидин пәрқлиқ һалда италийә, маракәш, мисир, моңғулийә, венезуела, пакистан, кенийә, ериландийә, албанийә вә судан қатарлиқ дөләтләргиму һәсәл сатқан.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

америка вә йавропа нефит ширкәтлири венезуелада паалийәт башлайду
америка вә йавропа нефит ширкәтлири венезуеладики паалийәтлирини қайтидин башлайду.