рәиси: нефит екиспортимиз % 40 ашти

иран пирезиденти ибраһим рәиси 2021-йили авғусттин буйан дөлитиниң нефит експортиниң % 40 ашқанлиқини ейтти.

1762202
рәиси: нефит екиспортимиз % 40 ашти

түркийә авази радийоси хәвири: рәиси, иранниң қум  шәһиридә өткүзүлгән бир йиғинға видео конферанс васитиси арқилиқ иштирак қилди, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, дөлитиниң нефит екиспорти һәққидә мәлумат бериш билән бир вақитта, америка қошма иштатлири йүргүзүватқан ембарголарни бир тәрәп қилиш үчүн наһайити зор тиришчанлиқ көрситиватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «иранниң нефит екиспорти шундақ сәвийәгә йәттики, нөвәттә бизниң бу һәқтә қилчә әндишимиз йоқ, һөкүмитимиз дәвридә нефит екиспортимиз % 40 ашти, екиспорттин қолға кәлтүрүлгән кирим дөлитимизгә нәқ пул сүпитидә қайтмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر