әрдоған: түркийә 2021 - йили експортта рекорт йаратти
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 2021- йили қолға кәлтүрүлгән експорт санлиқ мәлуматлириниң тарихтики әң йуқири сәвийәгә йәткәнликини ейтти.
1756193

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған истанбулда өткүзүлгән 2021- йиллиқ ташқи сода санлиқ мәлуматлирини елан қилиш йиғинида сөз қилип: «түркийә тунҗи қетим киризисләрниң астида изилип кәткән әмәс, киризисләрни тизгинләш арқилиқ пурсәткә айландурған дөләткә айланди. 2021- йилидики омумий експортимиз алдинқи йилға селиштурғанда %32.9 ешип, 225 милйард 368 милйон долларға йәтти. бу бир рекорт... биз 2002- йили аран 87 милйард 600 милйон доллар болған ташқи сода експорт миқдаримизни 2021- йилиға кәлгәндә 496 милйард 700 милйон долларға йәткүздуқ... експорт қилинған 75 хил мәһсулат гурупписида җумһурийәт тарихидики әң йуқири експорт қиммитини йараттуқ» деди.